ливийәдики мусулман қериндашлар җамаити хәлқарлиқ паалийәтлирини тохтатти

ливийәдики мусулман қериндашлар җамаити өзиниң «тирилиш вә ислаһат җәмийити» дегән нам билән адәттики бир аммиви тәшкилатқа айланғанлиқини елан қилди.

1632831
ливийәдики мусулман қериндашлар җамаити хәлқарлиқ паалийәтлирини тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: җәмийәтниң иҗтимаий алақә бетидә елан қилинған йазма байанатта, «биз барлиқ ливийәликләргә шуни җакарлаймизки, аллаһниң илтипати вә йардими билән мусулман қериндашлар җамаитиниң исламда оттура һал йол тутуш позитсийәсигә риайа қилиш чақириқини қайтидин җанландуруш үчүн <тирилиш вә ислаһат җәмийити> дегән нам билән бир аммиви тәшкилатқа айланғанлиқимизни билдүримиз» дейилди.  

байанатта, бу қарарниң нурғун сөһбәт йиғини вә диалоглардин кейин  11- нөвәтлик қурултайда елинғанлиқи, җәмийәтниң ливийәниң һәрқайси аммиви органлирида җан тикип хизмәт қилиш арқилиқ учурни йәткүзидиғанлиқи уқтурулди.

ливийәдики мусулман қериндашлар җамаитиниң сабиқ әзаси шундақла  җамаәтниң сийасий қанити, адаләт вә бинакарлиқ партийәси әзаси абдуррәззақ сәргән, хизмәтләрниң пәқәт ливийә ичидила болуши керәклики һәққидә  қарар мақулланғанлиқини, шу вәҗидин бир аммиви тәшкилатқа өзгәргәнликини ейтти.

абдуррәззақ сәргән бу қарар билән җамаәтниң ливийә сиртидики тәшкилатлар билән һечқандақ алақиси қалмиғанлиқини, мусулман қериндашлар тәшкилати биләнму хәлқарлиқ җамаәт болуш сүпити билән һеч қандақ бағлинишлиқи йоқлуқини вә пәқәт дөләт ичидила хизмәт қилидиған бир җәмийәткә айланғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر