америка вә нато әскәрлири афғанистандин чекинишкә башлиди

америка қошма иштатлири вә шималий атлантик әһди тәшкилати әскәрлири бүгүн афғанистандин чекинишкә башлиди.

1632027
америка вә нато әскәрлири афғанистандин чекинишкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанда турушлуқ 2500 – 3000 әтрапидики  америка әскәрлири билән  тәхминән 7 миң нато әскири, бүгүндин башлап тәдриҗий һалда дөләттин айрилиду.

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, 15 – апрел күни елан қилған байанатида, 1 – майда чекиниш басқучиниң башлинидиғанлиқини, афғанистанниң ишғал қилинишиниң хатирә күни болған 11 – сентәбирдин бурун барлиқ қисимларниң чекинип болидиғанлиқини уқтурғаниди.

америка вә шималий атлантик әһди тәшкилати қисимлири, 11 – сентәбир һуҗумлириниң җавабкари дәп қаралған әлқаидә тәшкилати әзалирини йошурғанлиқи вә һемайә қилғанлиқини илгири сүрүп, 2001 – йили, 7 – өктәбир күни афғанистанни ишғал қилғаниди.

америка қошма иштатлириниң бровин унверситити ишқа кириштүргән «уруш чиқимлири» лайиһәси даирисидики тәхминләргә қариғанда, 20 йиллиқ уруш үчүн 2 тирилйон доллардин артуқ пул хәҗләнгән.

америка қошма иштатлириниң 2 миң 442 әскири өлгән, 20 миң 666 әскири йариланған уруш җәрйанида, 1144 нато хадими һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر