йавропа иттипақи торда террорлуқ учурлириниң тарқилишиниң алдини елиш бәлгилимиси чиқарди

йавропа иттипақи комитети тәййарлиған «торда террорлуқ учурлириниң тарқилишиниң алдини елиш бәлгилимиси» йавропа парламентиниң мақуллуқидин өтти.

1630492
йавропа иттипақи торда террорлуқ учурлириниң тарқилишиниң алдини елиш бәлгилимиси чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламенти, торда террорлуққа даир учурларниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн, мулазиметирларниң террорлуқ учурлирини бир саәт ичидә өчүрүп ташлишини мәзмун қилған қануний бәлгилимини қобул қилди.

йавропа иттипақи комитети тәййарлиған йеңи бәлгилимигә асасән, рәқәмлик супилар йавропа иттипақи дөләтлиридики террорлуққа даир йазмиларни  йолйоруқ берилип бир саәт ичидә тездин өчүрүветиши йаки чәклиши шәрт икән.

әгәр қанундики көрсәтмиләргә хилап һалда у хил темилар өчүрүлмигән йаки тосуветилмигән тәқдирдә, мулазиметир ширкәтләргә җәриманә қойулидикән.

йавропа иттипақи дөләтлири келәр айдин башлап бу қанунни өзлириниң миллий қанунлириға маслаштуридикән. қанун бир йилдин кейин йавропа иттипақида толуқ йолға қойулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر