афғанистанда йүз бәргән бомба һуҗуми сақчиларниң җениға замин болди

афғанистанниң пәрван вилайитидә қатнаш сақчиси аптомобилиға қилинған бомба һуҗумида 3 сақчи җенидин айрилди.

1630833
афғанистанда йүз бәргән бомба һуҗуми сақчиларниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: пәрван вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики баш идарисиниң башлиқи абдулваси раһиминиң билдүрүшичә, пәрван вилайитиниң чариқар шәһиридә йол четигә орунлаштуруп қойулған бомбиниң партлитилиши нәтиҗисидә қатнаш сақчиси аптомобилидики 3 сақчи һайатидин айрилған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر