әлийев блинкенға әзәрбәйҗанниң байдинниң байанатидин биарам болғанлиқини ейтқан
америка ташқи ишлар министири антони блинкен әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән телефонда көрүшүп, қарабағ мәсилисини музакирә қилди.

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси нед прайс (Ned Price), ташқи ишлар минстири блинкен билән әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң телефон сөһбити тоғрисида байанат елан қилди.
у: «министир блинкен билән пирезидент илһам әлийев америка билән әзәрбәйҗан оттурисидики икки тәрәп мунасивәтлириниң әһмийитини тәкитлиди вә нурғун мәсилиләрни музакирә қилди. министир блинкен кишилик һоқуқ вә асасий һәқ-һоқуқ әркинликләрниң әһмийитини тәкрарлиди. йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати даирисидә, минск гурупписиниң райондики барлиқ хәлқләргә пайдилиқ болған тағлиқ қарабағ тоқунушлириға узун муддәтлик һәл қилиш чариси тепиш тиришчанлиқлириниң әһмийитини алаһидә тәкитлиди» деди.
у әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң америка пирезиденти җо байдинниң 1915-йил вәқәлирини «ирқий қирғинчилиқ» дәп атиғанлиқи үстидә тохтилип: «түркийә әзәрбәйҗанниң йеқин дости вә иттипақдишидур. уруштин кейинки мәзгилдә районимизда интайин муһим вә иҗабий ролларни ойнимақта. америка пирезиденти җо байдинниң мәзкур байанати, әзәрбәйҗан һөкүмити вә хәлқини биарам қилди» дегәнликини әскәртти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

сири ланканда 500 дин артуқ мәһбус түрмидин қачти
500 дин артуқ мәһбус сири ланканиң давалап өзгәртиш түрмисидин қечип кәтти.

токйо 150 йилдин буйанқи әң иссиқ һава долқуниға дуч кәлди
йапонийәниң пайтәхти токйо вә әтрапи, 150 йилдин буйанқи әң иссиқ ийун ейини баштин кәчүрди.