малайшийа астразенекани тәстиқланған ваксиналар тизимликидин чиқиривәтти

малайшийа һөкүмити астразенека ширкити тәтқиқ қилип йасиған вухән вируси (Kovid-19) ваксинасиниң қан уйушушқа сәвәб болидиғанлиқи әндишәси билән, ваксина тизимликидин чиқиривәтти.

1630598
малайшийа астразенекани тәстиқланған ваксиналар тизимликидин чиқиривәтти

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийа билим, технологийә вә йеңилиқ йаритиш министири һайри җәмаләддин астразенека ваксинасиниң һәр қандақ хәтири йоқлуқини испатлиған болсиму, хәлқниң әндишәлирини нәзәргә алғанлиқлирини елан қилди.

у малайшийа баш министири вә сәһийә министири билән көрүшкәндин кейин, астразенека ваксинасиниң вухән вируси ваксинаси пирограммиси рамкисида тәстиқланған ваксиналар тизимликидин чиқиривитилгәнликини билдүрди.

у: «қолимиздики ваксиналарға зийан салмаслиқ үчүн астразенека ваксинасини өзи халиған кишиләргә әмләймиз» деди.

малайшийа һөкүмити 32 милйон нопуси үчүн файзер-бийонтек (Pfizer-BioNTech), синовак (Sinovac), кансино бийо (CanSinoBIO) вә спутниктин җәмий 66.7 милйон ваксина ситевелиш үчүн келишим имзалиған иди.

малайшийада 1 милйон 335 миң 641 кишиниң әмләнгәнликини билдүрди.

малайшийа һөкүмити әмләнгәнләр нисбитини %70 гә йәткүзүшни нишан қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر