җон кирби афғанистандин чекиниш тоғрисидики байанатини өзгәртти

америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси җон кирби (John Kirby) афғанистандики америка қисимлири вә нато қисимлириниң афғанистандин чекиниш пилани тоғрисида елан қилған байанатини, хата сөзлигәнликини ейтип қайтурувалди.

1629812
җон кирби афғанистандин чекиниш тоғрисидики байанатини өзгәртти

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин 11-сентәбиргичә афғанистандики барлиқ америка әскәрлирини чекиндүридиғанлиқи байанатини елан қилип, аридин тәхминән икки һәптә өтти. бу вақит ичидә, америка армийәси чекиниш пиланлирини вә чекиниш башлиниш билән афғанистандики вәзипилириниң рамкисини бекитишкә тиришмақта.

күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида бу һәқтики соалларға җаваб бәргән җон кирби, чекиниш пиланиниң мушу ай ахириғичә дөләт мудапиә министири лойд остин (Lloyd Austin) ға сунулидиғанлиқини билдүрди.

у чекиниш башланғанда американиң афғанистан армийәсигә йардәм беришни давамлаштуридиған йаки давамлаштурмайдиғанлиқи тоғрисидики соалға: «1-май кәлгәндә, афғанистандики вәзипә алмишиду. у чағдики вәзипимиз афғанистан дөләт хәвпсизлик қисимлириға тәлим-тәрбийә бериш әмәс, бәлки афғанистандин чекиниш болиду» деди.

у йиғин ахирлашқандин кейин, тивиттерда һәмбәһирлигән учурида: «хата сөзләп қойуптимән. нато тәлим-тәрбийә қисминиң вәзиписи 1-майда ахирлашмайду. буниңдин башқа, афғанистан хәвпсизлик қисимлириға қиливатқан һава җәһәттики йардимимизни азайтиш йаки өзгәртиш тоғрисдиму һечқандақ қарар йоқ» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر