йапонийә, америка вә фирансийә бирликтә маневир өткүзиду

йапонийәниң өзини қоғдаш қисимлири хитайниң тәһдит селиш характерлик паалийәтлиригә қарши фирансийә вә америка билән кәң көләмлик маневир өткүзиду.

1628304
йапонийә, америка вә фирансийә бирликтә маневир өткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләт мудапиә вәзири киши нобуо ахбарат елан қилиш йиғинида, 11-17-май күнлири арисида дөләтниң ғәрбий җәнубидики кйушуда фирансийә вә америка билән ортақ маневир өткүзүшниң пилан қилинғанлиқини елан қилди.

у үч дөләтниң қуруқлуқ қисимлириниң тунҗи қетим кәң көләмлик маневир өткүзидиғанлиқини билдүрүп: «фирансийә әркин вә очуқ һинди- тинч окйан нишаниға ортақлишиду. йирақтики аралларниң қоғдилиши даирисидә, йапонийә, америка вә фирансийә оттурисида һәмкарлиқни күчәйтип, өзини қоғдаш қисимлириниң тактика вә иқтидарини тәрәққий қилдурушни мәқсәт қилимиз» деди.

кйодо агентлиқиниң хәвиридә, һинди окйан билән җәнубий тинч окйан районлирида земин парчилири болған фирансийәниң, һинди-тинч окйан истратегийәлик мәнпәәткә игә икәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر