җәвад зариф американи «еһтийаҗидин артуқ ваксина амбарлаштуруш» билән әйиблиди
иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф ковид-19 ваксинилириниң тарқитилиши үчүн барлиқ дөләтләрниң ортақ һәрикәт қилиши керәкликини билдүрүп, американи «еһтийаҗидин артуқ ваксина амбарлаштуруш» билән әйиблиди.
1627857

җәвад зариф тивиттер һесабида һәмбәһирлигән учурида, «йәршари характерлик ковид -19 йуқумиға йәршари характерлик ваксина әмләш программиси билән җавап қайтурулуши керәк иди» деди.
җәвад зариф ембарго сәвәбидин иран шундақла исраилийәниң йаман нийити сәвәбидин пәләстин қатарлиқ нурғун дөләтләрниң йуқум мәзгилидә өзиниң дәрдигә өзи чарә издәшкә мәҗбур болғанлиқини тәкитләп, «америкида ваксина ешинчиси бар, ваксинани амбарлаштуривилиш кәң көләмлик қәтлиамдур» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

сири ланканда 500 дин артуқ мәһбус түрмидин қачти
500 дин артуқ мәһбус сири ланканиң давалап өзгәртиш түрмисидин қечип кәтти.

токйо 150 йилдин буйанқи әң иссиқ һава долқуниға дуч кәлди
йапонийәниң пайтәхти токйо вә әтрапи, 150 йилдин буйанқи әң иссиқ ийун ейини баштин кәчүрди.