русийә украинаниң русийәлик дипломатни чеградин қоғлап чиқириш қарариға наразлиқ билдүрди

русийә ташқи ишлар министирлиқи украинаниң русийә дипломатини чеградин қоғлап чиқириш қарариға наразлиқ билдүрди.

1624844
русийә украинаниң русийәлик дипломатни чеградин қоғлап чиқириш қарариға наразлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: украинаниң русийә дипломатиға қаратқан әйибләшлириниң «асассиз» вә «йалған» икәнлики билдүрүлгән байанатта, «русийә ташқи ишлар министирлиқи украина тәрәпниң достанә болмиған қәдимигә наразлиқ билдүриду » дейилди.

русийәдә, украинаниң сант петирсбург консули александир сосонйукниң «мәхпий учур билән тәминләш» җинайити билән қолға елинғанлиқи вә чеградин чиқип кетишни тәләп қилғанлиқи әскәртилгән байанатта, «украина һөкүмити русийә дипломатиниң <йақтурулмадиған киши> дәп елан қилинишиға алақидар бәргән нотасини буниңға җавабән бәрди. бу позитсийәни қәтий қобул қилишқа  болмайду»  дейилди.

александир сосонйукниң русийәдә «қанунсиз» паалийәтләр билән шуғулланғанлиқи илгири сүрүлгән байанатта йәнә мундақ дейилди:

«русийә ташқи ишлар министирлиқи русийә дипломатиниң украинадин қоғлап чиқирилишини симметрик тәдбир дәп қаримайду һәмдә украинаниң москвада турушлуқ баш әлчиханисидики дипломатийә хадимлиридин бирсигә  қарши тәдбир характерлик  қәдәм ташлаш һоқуқини сақлап қалиду»

росийә федератсийә бихәтәрлик оргирини (FSB)  17 - апрелда украинаниң сант петирсбург консули александир сосонйукни «мәхпий учур билән тәминлиди» дегән сәвәб билән назарәткә алған иди.

русийә ташқи ишлар министирлиқиму александир сосонйукниң 19-апрелдин етибарән 72 саәт ичидә русийәдин чиқипкетишини тәләп қилған иди.  

буниңға қарита украина ташқи ишлар министирлиқи русийәниң кийевда турушлуқ баш әлчиханисиниң йуқири дәриҗилик дипломатлирини чеградин қоғлап чиқириш қарари  алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر