бирмадики намайишларда қаза қилғанлар омумий сани 726 гә йәтти

бирма армийәсиниң һәрбий сийасий өзгиришкә вә сайланған һөкүмәт әзалириниң тутуп турулушиға қарши елип бериливатқан намайишларға қораллиқ арилишиши нәтиҗисидә қаза қилғанлар сани 726 гә йәтти.

1622418
бирмадики намайишларда қаза қилғанлар омумий сани 726 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: сийасий мәһбусларға йардәм бериш тәшкилатиниң күндилик доклатида, йеқинқи 24 саәт ичидә йәнә 12 кишиниң қаза қилғанлиқи, шуниң билән, һәрбий –  сийасий өзгиришкә қарши башланған намайишларда қаза қилғанлар омумий саниниң 726 гә йәткәнлики, буниңдин башқа 3151 адәмниң назарәт астиға елинғанлиқиға даир учурларға орун берилди.

доклатта, сийасий өзгиришкә қарши чиққан 813 адәм үстидин тутуш буйруқи чиқирилғанлиқи, йеқинқи 24 саәт ичидә назарәт астиға елинғанларниң 36 нәпириниң намайишни орунлаштурғучилар икәнлики қәйт қилинди.

йәнә бир тәрәптин, хәлқ тәрипидин сайланған бирмалиқ парламент әзалириниң бурунқи һөкүмәтни әслигә кәлтүрүш мәқситидә қурулған дөләт парламенти вакаләт комитетиниң, тәййарлиқини қиливатқан пуқралар өткүнчи һөкүмитиниң ички кабинетини бүгүн елан қилидиғанлиқи билдүрүлди.

«һазирқи бирма» хәвәрләр ториға байанат бәргән дөләт парламенти вакаләт комитети әзаси, 31  - март елан қилинған федератип демократийә келишиминиң роһиға асасән, вақитлиқ һөкүмәт ички кабинетини бекитип чиққанлиқини вә кабинетниң хәлқ тәрипидин сайланған кишиләрдин тәшкил тапидиғанлиқини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر