бирма армийәси бир җамәдә булаңчилиқ қилди

бирма армийәси мандалай шәһиридә һәрбий өзгиришкә вә хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәт әзалириниң тутқун қилинишиға қарши чиққан икки намайишчини етип өлтүрди вә райондики бир җамәдә йиғилған ианә пуллирини мусадирә қилди.

1621772
бирма армийәси бир җамәдә булаңчилиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма «Now» ториниң бир хәвиридә билдүрүлишичә, бирма армийәси түнүгүн (2021-йили 14-апрел) мандалай шәһиригә қарашлиқ мйитнге (Myitnge) наһийәсидә һәрбий өзгиришкә қарши намайиш қилған бир гуруппа дөләт хизмәтчилирини тутқун қилишқа урунған. намайишчиларниң қаршилиқ көрситиши билән әскәрләр аммини оққа тутқан вә нәтиҗидә икки киши җенидин айрилған.

әскәрләр шу күни мйитнгеға җайлашқан бир җамәгә бесип кирип, җамаәттин йиғилған ианә пуллар сақланған сандуқни булиған.

бирмада түнүгүн җенидин айрилғанлар билән, һәрбий өзгириштин буйан хәвпсизлик күчлириниң қораллиқ бастурушида өлтүрүлгән намайишчилар сани 716 гә чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر