қатар әмири сәуди әрәбистан падишаһи билән телефонлашти

қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзизға телефон қилип, униң рамизан ейини тәбриклиди.

1620112
қатар әмири сәуди әрәбистан падишаһи билән телефонлашти

 түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң «‹ SPA› агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә, қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзизға телефон қилип, униң рамизан ейини тәбриклигән, сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзизму қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсаниниң рамизан ейини тәбриклигән.

хәвәрдә дейилишичә, бу,  парис қолтуқидики йариишиштин кейин, қатар – сәуди әрәбистан рәһбәрлири оттурисидики тунҗи телефон сөһбити икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر