иранниң йадро истансисисда чиққан вәқәдә «мосад»ниң қоли барму?

натанз йадро истансисисда, дәсләптә аммиға «ток тарқитиш торида вәқә чиқти» дәп җакарланған, кейин буниң террорлуқ вәқәси икәнлики билдүрүлгән һадисә һәққидә, исраилийә аммиви тарқитиш оргини (KAN) йеңи бир әһвални оттуриға қойди.

1619379
иранниң йадро истансисисда чиққан вәқәдә «мосад»ниң қоли барму?

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң исфаһандики натанз йадро истансисисда түнүгүн йүз бәргән вәқәниң арқисида, исраилийә истихбарат оргини «мосад»ниң барлиқи илгири сүрүлди.

натанз йадро истансисисда, дәсләптә аммиға «ток тарқитиш торида вәқә чиқти» дәп җакарланған, кейин буниң террорлуқ вәқәси икәнлики билдүрүлгән һадисә һәққидә, исраилийә аммиви тарқитиш оргини (KAN) йеңи бир әһвални оттуриға қойди.

исраилийә аммиви тарқитиш оргини (KAN) ниң истихбарат мәсуллирини мәнбә қилған хәвиридә, вәқәниң арқисида исраилийә истихбарат оргини мосадниң барлиқи вә йадро истансисисда келип чиққан зийанниң иран елан қилғандинму чоң икәнлики әскәртилди.  

хәвәрдә, тилға елинған зийанниң дөләтниң уранни қойуқландуруш иқтидариға еғир зәрбә урғанлиқи, вәқәниң йүз бериш вақтиниңму тасадипий әмәслики оттуриға қойулди.

хәвәрдә, исраилийә кабинетиниң иран мәсилисини музакирә қилиш үчүн 18-апрел йәкшәнбә күни йиғин чақиридиғанлиқи вә йиғинда иран йадро келишими музакирилири вә районда иран билән болған җиддийликләрниң музакирә қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر