җәнубий корейә тәрәп тунҗи қетим иранда рәсмий зийарәттә болиду

аридин  44 йил өткәндин кейин җәнубий корейәдин бир баш министирниң иранда зийарәттә болиши һәмминиң диққитини тартмақта.

1618960
җәнубий корейә тәрәп тунҗи қетим иранда рәсмий зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: иран «муһит булғунишини кәлтүрүп чиқарди» дегән сәвәб билән тутуп туриватқан җәнубий корейә байрақлиқ нефт парахоти «Hankuk Chemi» ни  қойуп бәргәндин кейин, җәнубий корейә баш министири чуң сәй кйун иранда зийарәттә болидиған болди.

җәнубий корейә баш министирлиқиниң байанатида, иранда зийарәттә болуш үчүн пайтәхт сеулдин  йолға чиққан баш министир чуң сәй кйун вә һәмраһлиқидики 13 мәсулниң иран зийаритини  13-апрелғичә давамлаштуридиғанлиқи билдүрүлди.

бу зийарәтниң аридин 44 йил өткәндин кейин җәнубий корейәдин бир баш министирниң иранға қилған тунҗи зийарити болуши нуқтисидинму зор әһмийәткә игә икәнлики билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر