йәмәндә шиддәтлик тоқунуш йүз бәрди

йәмәнниң мариб шәһиридә йүз бәргән тоқунушта 30 һусий әскири җенидин айрилди.

1618475
йәмәндә шиддәтлик тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән һөкүмити қармиқидики «саба» хәвәр агентлиқи, йәмән армийәсиниң байанат берип, иранниң қоллиши астидики һусий қораллиқлириниң түнүгүн мариб шәһириниң ғәрбидики әлкәсара фиронтиға һуҗум қилишқа урунғанлиқини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур районда армийә билән һусийлар оттурисида йүз бәргән тоқунушта 30 һусий қораллиқиниң өлтүрүлгәнлики билдүрүлгән байанатта, армийәниң қанчилик талапәткә учриғанлиқи тоғрисида һечқандақ учур берилмиди.

байанатта йәнә, сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчләрниң уруш айропиланлириниң йәмән армийәсигә һавадин йардәм бәргәнлики вә зәмбирәкчи қисимларниң һусийларниң бир бироневикини пачақлап ташлиғанлиқи тоғрисидики учурларғиму орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر