қизил деңизда иранға тәвә «савиз» намлиқ сода парахотида партилаш йүз бәрди

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси сәййид хатибзадә қизил деңизда иранға тәвә «савиз» намлиқ сода парахотида партилаш йүз бәргәнликини вә парахотниң зийанға учриғанлиқини елан қилди.

1616431
қизил деңизда иранға тәвә «савиз» намлиқ сода парахотида партилаш йүз бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири:иран ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, сәййид хатибзадә түнүгүн қизил деңизниң җибути қирғақлириға йеқинлашқан савиз намлиқ сода парахотида шу йәрниң вақти 06:00 әтрапида партилаш йүз бәргәнликини ейтқан.

сәййид хатибзадә партилашниң мәнбәси вә шәклигә мунасивәтлик тәкшүрүшләрниң давам қиливатқанлиқини билдүрүп, вәқәдин кейин парахотниң қисмән зийанға учриғанлиқини, әмма өлүм-йетим вә йарилинишниң көрүлмигәнликини әскәрткән.

пуқрави савиз намлиқ парахотниң деңиз қарақчилириға қарши туруш вә деңиз бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн қизил деңизда парахотларниң қатнаш линийәсигә орунлаштурулғанлиқини байан қилған хатибзадә, хәлқара деңизчилиқ тәшкилати (IMO) билән маслишиш орнитилғанлиқиниму билдүргән.

хатибзадә савиз намлиқ парахотниң қизил деңизда иранниң парахотлириға арқа сәп тәминат бекити сүпитидә ишлитилгәнликини вә парахотниң вәзиписи һәмдә алаһидиликиниң хәлқара деңизчилиқ тәшкилати (IMO) ға алдин уқтурулғанлиқини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر