америкадики қораллиқ һуҗумларда җәмий 6 киши қаза қилди

американиң шималий каролина иштатида бир өй зийапитидә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 3 киши һайатидин айрилди.

1614394
америкадики қораллиқ һуҗумларда җәмий 6 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: вилмиңтон шәһиридә зийапәт берилгән өйдин нурғун қетим оқ авази аңланғандин кейин, нәқ мәйданға барған сақчилар 3 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 4 кишиниң йариланғанлиқини ениқлиди.

йаридарлар йеқин әтраптики йеңи ханновер районлуқ дохтурханисида балнистқа елинди.  

вилмиңтон сақчи идариси түнүгүн кәчтә йүз бәргән вәқә һәққидә тохтилип, һуҗумниң сәвәби вә һуҗум қилғучиниң кимлики тәкшүрүливатқанлиқини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин, мариланд иштатида йүз бәргән қораллиқ тоқунуштиму 3 киши қаза қилди.

шаһзадә георге наһийәлик сақчи идарисиниң твиттер һесабида елан қилған учурида, сақчи әтритиниң әтигәндә әтраптики мәһәллиләрни чарлаватқанда оқ авази аңлиғанлиқи, нәқ мәйдандики бир аптомобилниң ичидә 2 әр вә 1 айални қорал билән йариланған һалда байқиғанлиқи байан қилди.

байанатта йаридарларниң узун өтмәйла қаза қилғанлиқи уқтурулди.

байанатта йәнә, вәқәниң тасадипий җинайәт әмәслики, гумандарларни ениқлаш үчүн тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر