хитайниң икки парахотиниң йапонийә деңиз тәвәликигә киргәнлики билдүрди
хитай байриқи есилған икки деңиз қирғиқи муһапизәт парахоти түнүгүн шәрқий хитай деңизиниң талаш – тартишлиқ сенкаку арили әтрапидики йапонийә деңиз тәвәликигә киргәнлики билдүрүлди.
1613921
түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан окинава өлкисиниң наһа наһийәсидики 11- район деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқиниң билдүрүшичә, хитай парахотлири йапонийә деңиз тәвәликигә киргән.
түнүгүн шу йәр вақти 11:30 әтрапида талаш - тартишлиқ сенкаку араллири әтрапида айлинип йүргән хитай парахотлири минами - коҗима арили әтрапидики йапон белиқчи кемилиригә йеқинлашқан.
йапонийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири хитай парахотлирини райондин чиқип кетиш тоғрисида агаһландурған.
йапонийәниң дөләт игиликидики медийа оргини — NHK ниң хәвиригә қариғанда, хитайниң дөләт игиликидики парахотлири сенкаку араллири әтрапида бу йил һазирғичә 12 қетим йапонийә деңиз тәвәликигә қанунсиз киргән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанға һава һуҗуми қозғиди
исраилийә армийәси ливанниң җәнубиға кәң көләмлик һава һуҗуми қозғиди.