америкада икки айрим қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

америка қошма иштатлирида мәйданға кәлгән икки айрим қораллиқ һуҗумда бири кичик бала болуп җәмий алтә адәм җенидин айрилди.

1612632
америкада икки айрим қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң калифорнийә иштати оренҗ шәһиридики бир мулазимәт орнида мәйданға кәлгән қораллиқ һуҗумда бири кичик бала болуп җәмий төт адәмниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

вәқә пәйда қилғучи киши нәқ мәйданға йетип кәлгән сақчилар билән тоқонуш җәрйанида йарилинип қолға чүшти.

сақчилар, вәқәниң тәкшүрүлүватқанлиқини уқтурған болсиму, қолға чүшүрүлгән һуҗумчиға даир учурларни җамаәтчиликкә ашкарилимиди.

пайтәхт вашингтондики бир метро бекитигә йеқин җайда мәйданға кәлгән қораллиқ һуҗумда икки киши қаза қилди, үч киши йариланди.

сақчиларниң вәқәгә алақидар тәкшүрүшлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлгән болсиму, һуҗумчи йаки һуҗумчилар тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر