бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши һиндонезийәдики  террорлуқ һуҗумини әйиблиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши һиндонезийәдә 28-мартта католик черкавиға қилинған террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

1611874
бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши һиндонезийәдики  террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң байанатида, бу вәқәниң йиргинчлик вә қорқунчақ террорлуқ һәрикити икәнлики тәкитлинип: «сәвәби қандақ болушидин қәтийнәзәр, һәр қандақ террорлуқ һәрикити җинайәттур, ақлашқа болмайду» дейилди.

байанатта, барлиқ дөләтләрниң хәлқараниң тинчлиқиға вә бихәтәрликигә тәһдит салидиған террорлуқ һәрикәтлиригә қарши ортақ күрәш қилиши керәклики билдүрүлди.

28-март һиндонезийәниң җәнуби сулавеси өлкисигә қарашлиқ макассар шәһиридә католик черкавиға икки адәм бомба тәрипидин террорлуқ һуҗуми елип берилған иди.

католиклар «палма йәкшәнбәси» дәп атайдиған паскал байримидин илгирики тәбрикләш мурасими нишан қилинған һуҗумда, 4 нәпири бихәтәрлик хадими болуп, җәмий 20 киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر