афғанистанлиқлар истанбул конферансға үмид билән қаримақта

афғанистан пирезиденти әшрәф ғениниң хәвпсизлик вә сийасий ишлар мәслиһәтчиси муһәммәд муһаққиқ, хәлқниң келәр ай өткүзүлүши пиланлиниватқан истанбул конферансиниң тинчлиқ билән нәтиҗилинишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

1609179
афғанистанлиқлар истанбул конферансға үмид билән қаримақта

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан пирезиденти әшрәф ғениниң хәвпсизлик вә сийасий ишлар мәслиһәтчиси, шундақла ваһдәти исламий мардуми афғанистан партийәсиниң рәһбири муһәммәд муһаққиқ анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилип, түркийәниң афғанистан тинчлиқ конферансиға саһибханлиқ қилидиғанлиқидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқлирини билдүрди.

у түркийәниң һәр даим афғанистан хәлқини қоллап кәлгәнликини әскәртип: «түркийә илгириму афғанистанда муқимлиқниң орнитилиши үчүн зор тиришчанлиқларни көрсәткән болуп, уларниң бири пакистан-афғанистан вә түркийә үч тәрәп йиғинидур» деди.

у түркийәниң нато тармиқида афғанистанда муқимлиқниң орнитилиши вә қайтидин қурулуши үчүн муһим ишларни әмәлгә ашурғанлиқини әскәртип, түркийәниң афғанистанда қилған паалийәтлириниң сәмимий вә чин көңүллүк икәнликини қәйт қилди. у мундақ деди:

«афғанистан хәлқи келәр ай өткүзүлүши пилан қилинған истанбул конферансиниң тинчлиқ билән нәтиҗилинишини үмид қилиду. истанбул конферансида нурғун муһим мәсилиләр музакирә қилиниду. мәсилиләрни һәл қилишму асан әмәс. афғанистан хәлқи түркийәниң тинчлиқ тиришчанлиқлирини қарши алиду. түркийәниң афғанистан үчүн тинчлиқ конферансиға саһибханлиқ қилишидин мәмнунмиз. түркийә тинчлиқ сөһбәтлириниң қисқа вақит ичидә нәтиҗигә еришишигә муһим тәсир көрситиши мумкин.»

сабиқ пирезидент һамид карзайиму афғанистанда тинчлиқниң пәқәт афғанистанлиқлар ара келишим түзүлгәндила әмәлгә ешиш мумкинликини билдүрди.

һамид карзайи түркийәниң русийәгә охшаш, афғанистанниң кона дости икәнликини әскәртип, москвадики йиғинда афғанистанниң меһмини вә көзәткүчиси болғанлиқини؛ истанбул конферансиниң болса, бивастә афғанистанлиқлар ара музакирәләр үчүн өткүзүлидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر