беларусийәдә 200 дин артуқ намайишчи тутулған

беларусийәдә һөкүмәткә қарши өткүзүлгән намайишларда 200 дин артуқ кишиниң тутулғанлиқи билдүрүлди.

1608983
беларусийәдә 200 дин артуқ намайишчи тутулған

түркийә авази радийоси хәвири: беларусийә ички ишлар министирлиқиниң байанатчиси олга чемоданова бәзи таратқуларда қилинған кәң көләмлик намайиш өткүзүш чақириқлириниң җавабсиз қалғанлиқини билдүрди.

у қанунға хилап намайишлар саниниң аз икәнликини вә қоллирида қанунға хилап символларни көтүрүвалған кишиләрниң бир кишилик намайиш қилғанлиқини әскәртип, пайтәхт минсктики мустәқиллиқ кочисида вә аһалиләр туралғу районлирида намайиш өткүзүлгәнликини қәйт қилди.

у сақчилар агаһландурған болсиму, бу кишиләрниң хәвпсизлик күчлиригә қарши чиққанлиқини, бәзи намайишчиларда йаш аққузуш гази, ток калтәк вә палтиларниң барлиқини билдүрди.

у: «намайишқа қатнишип қанунға хилаплиқ қилған 200 дин артуқ киши тутулди. хәвпсизлик тармақлири һәр бир вәқә үстидә тәкшүрүш елип бериватиду. һәр бир вәқәни айрим-айрим тәкшүримиз» деди.

беларусийәдә 2020-йили 9-авғустта өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида пирезидент александир лукашенкониң ғәлибә қилғанлиқи елан қилиниши билән, сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқи илгири сүрүлүп, намайишлар партлиған иди.

пирезидент лукашенкониң вәзиписидин истепа беришини вә асасий қанунға өзгәртиш киргүзүшни тәләп қилип һәптә ахири өткүзүлгән намайишлар, 2020-йили декабирғичә давамлашқан иди.

лукашенко 2021-йили 11-февралда өткүзүлгән беларусийә парламентиниң 6-қетимлиқ йиғинида, йеңи асасий қанун лайиһәсиниң мушу йил ичидә тәййар болидиғанлиқини вә 2022-йилиниң бешида хәлқниң авазиға қойулидиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر