сомалида террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

сомалиниң пайтәхти моқдишудики бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) вә африқа әллири иттипақи биналириға қилинған минамйот һуҗумида үч адәм һайатидин айрилди.

1608459
сомалида террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: даркинлей районлуқ сақчи идарисиниң әмәлдари абди йүсүф б д т вә африқа әллири иттипақи баш оргини җайлашқан халан лагериниң минамйот һуҗумиға учриғанлиқини уқтурди.

у, минамйот оқлириниң лагер әтрапидики өйләргә тегиши нәтиҗисидә кәм дегәндә үч пуқра һайатидин айрилди, бәш адәм йариланди.

һуҗумниң җавабкарлиқини әшшәбаб террорлуқ тәшкилати үстигә алди.


خەتكۈچ: #һуҗум , #сомали

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر