шималий корейә қисқа мусапилик башқурулидиған бомба синақ қилди

америка шималий корейәниң алдинқи һәптә ахирида қисқа мусапилик башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқини елан қилди.

1607294
шималий корейә қисқа мусапилик башқурулидиған бомба синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә америка дөләт мудапиә министири лойд остин вә ташқи ишлар министири антоний биллинкенниң йапонийә вә җәнубий корейә зийаритигә җавабән башқурулидиған бомба синақ қилди.

ақсарайда мухбирларға телефон йиғини арқилиқ байанат елан қилған вә исминиң ашкарлинишини халимиған америка мәсуллири таратқулардики хәвәрләрни дәлиллиди һәмдә шималий корейәниң бир қанчә қисқа мусапилик башқурулидиған бомба синиқи елип барғанлиқи ениқлиғанлиқини ейтти.

мәсуллар бу чарлиғучи түрлүк башқурулидиған бомбиларниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши тәрипидин шималий корейәни йадро қораллири пиланидин чәкләш үчүн мақулланған қараридики башқурулидиған бомбилар әмәсликини билдүрди.

бу синақлар америка пирезиденти җо байдин вәзипигә олтурғандин кейин шималий корейә қойуп бәргән тунҗи башқурулидиған бомба болуш алаһидилики биләнму алаһидә диққәт тартмақта.

шималий корейә һөкүмитиниң бу синақлар арқилиқ байдин һөкүмитиниң корейә йерим арилидики йадро мәсилисини дипломатик музакириләр арқилиқ һәл қилиш тәклипигә писәнт қилмиғанлиқиниң ипадиси дәп қаралмақта.

байдин һөкүмити шималий корейәгә қаратқан сийаситини көздин кәчүргәндә сабиқ пирезидент доналд трампниң алақидар мәсуллири билән мәслиһәтләшкәнлики илгири сүрүлмәктә.

шималий корейә рәһбири ким җоңунниң сиңлиси ким йо җоң остин вә биллинкенниң асийа зийаритидин илгири байанат елан қилип, «әгәр америка каривитида раһәт йетишни халайдиған болса, начар пурақ чиқириштин сақлиниши керәк» дәп тәһдит салған иди.

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر