америка әсәд һакимийити вә русийәниң сүрийәдики һуҗумлирини қаттиқ әйиблиди

америка ташқи ишлар министирлиқи, әсәд һакимийитиниң сүрийәниң һәләб шәһиригә қаратқан зәмбирәк һуҗумлири билән русийәниң идлиб шәһиригә қилған һава һуҗумлирини қаттиқ әйиблиди.

1606595
америка әсәд һакимийити вә русийәниң сүрийәдики һуҗумлирини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс, сүрийәдә бир қисим пуқраларниң җенидин айрилишини кәлтүрүп чиқарған һуҗумлар тоғрисида йазма байанат елан қилип: «америка қошма иштатлири, һәләб вә идлибта пуқраларниң өлүмини кәлтүрүп чиқарғанлиқи билдүрүлгән әсәд һакимийитиниң зәмбирәк һуҗумлири билән русийәниң һава һуҗумлирини қаттиқ әйибләйду» деди.

әсәд һакимийити күчлириниң әләтәриб наһийәсидики бир дохтурханиға қилған зәмбирәк һуҗумида бири кичик бала болуп нурғун кишиниң җенидин айрилғанлиқини вә нурғун адәмниң йариланғанлиқини билдүрүп, мәзкур дохтурханиниң учурлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) башчилиқидики тоқунушмаслиқ механизми билән алдин ортақлишилғанлиқини тәкитлиди.

у йәнә: «буниң билән бирликтә, рус һава һуҗумлирида идлибниң түркийә чеграсиға җайлашқан бабулһава чегра еғизиға йеқин орунларниң бомбардиман қилинғанлиқи вә бир пуқраниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди» деди вә сөзини давамлаштуруп, бабулһава чегра еғизиниң һазирму б д т ниң мақуллуқи билән сүрийәгә ечилған бирдинбир инсанпәрвәр йардәм буйумлирини йөткәш нуқтиси икәнликини әскәртти.

һәр ай икки милйон 400 миң сүрийәликниң асаслиқ еһтийаҗлиқ әшйалириниң тәминлиши нуқтисидин мәзкур чегра еғири вә бу районниң наһайити муһимлиқини оттуриға қойған нед прайс: «пуқрави теббий хадимлар вә орунларни өз ичигә алған һечқандақ бир орун һәрбий һәрикәтләрниң зәрбә нишани болмаслиқи керәк. бу зораванлиқ тохтиши лазим؛ сүрийәдә кәң көләмлик уруш тохтитишни йолға қойуш чақириқимизни тәкрарлаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر