«тинчлиқ булиқи» вә «фират қалқини»  районлирида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәдә «тинчлиқ булиқи» вә «фират қалқини» һәрбий һәрикити районлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 14 террорчи бир тәрәп қилинди.

1605107
«тинчлиқ булиқи» вә «фират қалқини»  районлирида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «<тинчлиқ булиқи>  вә <фират қалқини> һәрбий һәрикити районлириға һуҗум қилиш тәшәббуслириға мувәппәқийәтлик һалда тақабил турулди, <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити райониға һуҗум қилишқа урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 12 террорчи вә <фират қалқини> һәрбий һәрикити райониға һуҗум қилишқа урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 2 террорчи бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر