сабиқ дипломат америка мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи болди

америка кеңәш палатаси пирезидент җо байдин мәркизий ахбарат идариси (CIA) ниң башлиқиға намзат көрсәткән сабиқ дипломат вилйам бурнс (William Burns) ни тәстиқлиди.

1604393
сабиқ дипломат америка мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи болди

түркийә авази радийоси хәвири: кеңәш палатасиниң омумий кеңишидики авазға қойушта, сабиқ дипломат вилйам бурнс йетәрлик қоллашқа еришип, америка мәркизий ахбарат идариси тарихидики дипломатийәдин болған тунҗи мәркизий ахбарат идарисиниң директори болуп қалди.

буниңдин бурун муавин ташқи ишлар министири болуп вәзипә өтигән вилйам бурнс, демократларниң қоллишиға еришкәндин башқа, җумһурийәтчиләрниңму көп қисминиң қоллишиға еришкән иди.

вилйам бурнс кеңәш палатасиниң илгирики гуваһлиқ йиғинида, американиң әң чоң дунйави рәқибиниң хитай икәнликини вә бу мәсилидә муһим қәдәмләрни басидиғанлиқлирини билдүргән иди.

вилйам бурнс 2000-1998-йиллири арисида американиң умман баш әлчиси, 2008-2005йиллири арисида американиң москва баш әлчиси болған. у 2014-2011-йиллири арисида муавин ташқи ишлар министири болған вә бу хизмитидин кейин пенсийәгә айрилған иди.

у 2014-йилидин буйан карнеги (Carnegie) тинчлиқ вәхпиниң башлиқи болуп кәлмәктә иди.

вилйам бурнсниң пирезидент җо байдинниң «алди билән дипломатийә» дәйдиған ташқи сийаситигә уйғун киши болуп вәзипә өтәйдиғанлиқи пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر