америка хитайниң 24  йуқири дәриҗилик әмәлдариға ембарго йүргүзди

америка хитай һөкүмитиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлириниму өз ичигә алған 24 хитай әмәлдариға ембарго йүргүзүш қарарини мақоллиди.

1602998
америка хитайниң 24  йуқири дәриҗилик әмәлдариға ембарго йүргүзди
ABD Dışişleri Bakanı Antony Blinken.jpg
cin ulusal halk kongresi.jpg
abd-çin.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен11-мартта хитай хәлқ қурултийиниң сайлам системисини ислаһ қилиш қарариниң, хоңкоңниң сайлам системисиға бузғунчилиқ қилишидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини елан қилди.

антони блинкен хитай хәлқ қурултийиниң мәзкур қарари арқилиқ хоңкоң хәлқигә берилгән алий аптономийә вәдисигә бузғунчилиқ қилғанлиқини вә хоңкоң хәлқиниң һөкүмәттики авазини рәт қилғанлиқини тәкитлиди.

байанатта, ембарго қарариниң  хоңкоң аптономийә қануниниң йеңилинишиға қаритилғанлиқи билдүрүлди.

америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йәнә бир байанаттиму, бу ембаргониң  хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң рәиси ли җәншуниң 14 муавини билән биргә, хоңкоң бихәтәрлик идарисиниң дөләт бихәтәрлик тармақлири, хоңкоң вә авмен ишлири ишханисидин җәмий 24 әмәлдарға қаритилғанлиқи билдүрүлди.

бу кишиләргә четишлиқ чәт әл пул-муамилә органлириниңму ембаргоға учрайдиғанлиқи елан қилинди.

ембарго йүргүзүлгән кишиләрниң ичидә, хитай компартийәсиниң 25 кишилик рәһбәрләр қатлимидин ваң чин билән хоңкоңниң хитай хәлқ қурултийидики вәкили там йу чуңниңму барлиқи мәлум.

америка тәрипидин 2020-йили 7-айда йолға қойулған «хоңкоң аптономийә қануни», америка һөкүмитигә хоңкоңниң алий аптономийә қурулмисиға бузғунчилиқ қилмақчи болған хитай вә хоңкоң әмәлдарлириға шундақла булар билән сода қилидиған пул-муамилә органлириға ембарго йүргүзүш һоқуқи бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر