йавропа иттипақи хитай билән болған мунасивәтлиридә техиму еһтийатчан болиду

йавропа иттипақи хоңкоңда сайлам түзүми өзгәртилгәндин кейин, хитай билән болған мунасивәтлиридә техиму еһтийат қилидиғанлиқини елан қилди.

1599995
йавропа иттипақи хитай билән болған мунасивәтлиридә техиму еһтийатчан болиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийаситлири алий вәкили җосеп боррел (Josep Borrell) хоңкоңда сайлам түзүми өзгәртилгәндин кейин, йавропа иттипақиниң хитай билән болған мунасивәтлириниң бир парчиси сүпитидә, хоңкоңға техиму көп диққәт қилидиғанлиқини вә «елавә қәдәмләр» бесишқа қарап чиқидиғанлиқини билдүрди.

у йавропа иттипақи намида байанат елан қилип, хитайниң әң йуқири қанун чиқириш оргини болған мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң, хоңкоң алаһидә мәмурий райониниң сайлам түзүмини өзгәртиш тоғрисидики қарарни қобул қилғанлиқи үстидә тохталди.

у мәзкур қарарниң һесаб беришчанлиқ вә сийасий көп санлиққа зәрбә беридиғанлиқини әскәртип, хоңкоң хәлқиниң йоллуқ болған вәкиллик қилиш һоқуқиниң бузғунчилиққа учрайдиғанлиқини қәйт қилди.

у йавропа иттипақиниң хоңкоңдики асасий әркинлик һоқуқлири, демократик пиринсип вә сийасий көп санлиқниң барғансери ешиватқан бесим астида қалғанлиқидин қайғуруватқанлиқлирини, йеңи қарарниң «бир дөләт, икки хил түзүм» пиринсипиға хилаплиқ қилиш болидиғанлиқини тәкитлиди.

хитай даирилири хоңкоңдики сайлам түзүмигә өзгәртиш киргүзүш арқилиқ районда сийасәттин сотқичә болған нурғун саһәдә вәтәнпәрвәр хоңкоңлуқларниң һакимийәт бешиға келишини үмид қилидиғанлиқлирини билдүргән иди.

мәзкур қарар, 2020-йили ийул ейида хоңкоңда иҗра қилинған дөләт хәвпсизлик қануниға наразилиқ билдүргән өктичиләрниң, сайламда техиму күчлинип алдинқи орунни игәллишигә қарши бесилған қәдәм дәп қаралмақта. хоңкоңда



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر