баш вәзир борис җонсон йавропа иттипақиниң әйибләшлирини рәт қилди

баш вәзир борис җонсон йавропа иттипақиниң әнглийәни «ваксина милләтчилики» билән әйибләшлирини рәт қилип, һечқандақ вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси вә ваксина материйаллирини експорт қилишни чәклимигәнликлирини ейтти.

1598842
баш вәзир борис җонсон йавропа иттипақиниң әйибләшлирини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзири борис җонсон авам палатасида өткүзүлгән «баш вәзиргә соал» пирограммисида сөз қилип, барлиқ дөләтләрниң ваксина милләтчиликигә қарши туруши керәкликини тәкитлиди.

у әнглийәниң вухән вируси ваксиналириға игә болуш пирограммиси (COVAX) ға 548 милйон фондстерлиң йардәм қилғанлиқини вә өзлириниң буниңдин иптихарлинидиғанлиқини билдүрди.

у йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлиз мишел (Charles Michel) ниң «әнглийә билән америка өз территорийәсидә ишләпчиқирилған ваксиналарни вә ваксина материйаллирини експорт қилишни мәни қилди» дегән әйибләшлирини тәнқид қилди. у мундақ деди:

« бир данә вухән вируси ваксинаси вә ваксина материйаллириниң експортини мәни қилмидуқ.»

чарлиз мишел байанатида, йавропа иттипақиниң ваксина милләтчилики қилғанлиқи тоғрисидики әйибләшләрни рәт қилип, йавропа иттипақиниң америка йаки әнглийәгә охшаш ваксина експорт қилишни пүтүнләй чәклимигәнликини вә експортни һечқачан тохтатмиғанлиқини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر