исраилийәдә баш министир бенйамин нетанйаһуға қарши намайишлар 37  һәптидин бери давамлашмақта

миңлиған исраилийә пуқраси қуддус, тәл авив вә шималдики қәйсәриййә шәһәрлиридә баш министир бенйамин нетанйаһуниң истипа беришини тәләп қилип намайиш өткүзди.

1596588
исраилийәдә баш министир бенйамин нетанйаһуға қарши намайишлар 37  һәптидин бери давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә рәсмий медийа идариси «Kan» ниң хәвәр қилишичә, түнүгүн нетанйаһуниң қуддустики туралғуси алдиға йиғилған бир қисим намайишчилар баш министирниң қоллиғучилириниң һуҗумиға учриған.

тәл авив вә қәйсариййә шәһәрлиридики намайишлардиму, нетанйаһу вә униң һөкүмитиниң чирикликигә қарши «и нетанйаһу! мувәппәқийәт қазиналмидиң, әмди кетип қал!» дәп шоарлар товланди вә «и нетанйаһу! сесиқ пурап кәттиң, тезрақ кәт!» дәп йезилған лозинкилар ечилди.  

исраилийәдә 23 - мартта өткүзүлидиған чоң сайламдин илгири башланған намайишлар 37 һәптидин бери давамлашмақта.  

бәзидә һәптидә икки қетим өткүзүлгән намайишларда, нетанйаһуға қаритилған чириклик делолири вә ковид -19 йуқумини контирол қилишта мувәппәқийәтлик болмаслиқи сәвәбидин истипа бериши тәләп қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر