б д т бирма һәрбий һөкүмитини қаттиқ әйиблиди

б д т бирмада пуқраларниң бастурулуватқанлиқини қаттиқ әйиблиди вә тинчлиқ билән намайиш қилған пуқраларға өлүмни кәлтүрүп чиқиридиған мувазинәтсиз күч ишлитишини қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

1592522
б д т бирма һәрбий һөкүмитини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипиниң байанатчиси стефан дуҗарик (Stephane Dujarric) бирмада йеқинқи күнләрдә йүз бериватқан зораванлиқ вәқәлири тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта: «баш катип бирмадики зораванлиқ характерлик бастурушларни қаттиқ әйибләйду. өлүм вә йариланғанлар саниниң көпийишидин чоңқур қайғуруватиду. бирмада тинчлиқ билән намайиш қилғанларға өлүмни кәлтүрүп чиқиридиған мувазинәтсиз күч ишлитишини вә армийәниң қалаймиқан адәм тутушини қобул қилғили болмайду. баш катип хәлқаралиқ җәмийәтләрни бирлишип, бирма хәлқиниң ирадисигә һөрмәт көрситиши үчүн армийәгә ениқ сигнал беришни чақириқ қилиду» дейилди.

б д т кишилик һоқуқ ишханиси түнүгүн (2021-йили 28-феврал) бирмадики бихәтәрлик күчлириниң һәрбий өзгиришкә қарши өткүзүлгән намайишларни бастуруши сәвәбидин әң аз дегәндә 18 кишиниң җенидин айрилғанлиқини елан қилған иди.

бирма армийәси өзигә йеқин сийасий гуруппиларниң 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқини илгири сүрүши вә дөләт ичидики йирикчиликләрниң кәскинлишиши билән, 2021-йили 1-феврал һәрбий өзгириш қозғап һакимийәтни өткүзүвалған иди.

бирма армийәси ташқи ишлар министири вә дөләтниң әмәлий рәһбири аң сан сучини өз ичигә алған нурғун һөкүмәт рәһбәрлирини тутуп, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر