б д т доклатчиси американи сәуди әрәбистан шаһзадисиға ембарго йүргүзүшкә чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати һөкүмсиз вә халиғанчә өлүм җазаси иҗра қилиш җинайәтлири алаһидә доклатчиси агнес калламард американи сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманниң мал – мүлүклирини тоңлитип қойушқа чақирди.

1591827
б д т доклатчиси американи сәуди әрәбистан шаһзадисиға ембарго йүргүзүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: калламард, америка қошма иштатлириниң журналист җамал қашиқчи җинайитигә мунасивәтлик доклатиниң елан қилинишидин кейин, елан қилған йазма байанатида,  сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман вә җамал қашиқчи җинайитигә четишлиқ башқа җавабкарларниң мал – мүлүклириниң тоңлитип қойулуши лазимлиқини билдүрди.

җамал қашиқчиға өлүм җазаси иҗра қилишқа буйруқ бәргәнләрниң җазаландурулушиниң адаләт бәрпа қилишта муһим бир қәдәм икәнликини байан қилған калламард, дөләт башлиқи болмиған тәхт вариси шаһзадә үстидин һәқ тәләп дәваси қилишқа болидиғанлиқини тәкитлиди.

америка қошма иштатлири истихбарати тәййарлиған доклатта, сәуди әрәбистанниң истанбулдики баш консулханисида қәтл қилған журналист җамал қашиқчиниң өлтүрүлүшини тәстиқлиған кишиниң сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман икәнлики билдүрүлгәниди.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен болса, доклатниң елан қилинишидин кейин, сәуди әрәбистанниң истанбулда турушлуқ баш консулханисида өлтүрүлгән журналист җамал қашиқчини өз ичигә алған сәуди әрәбистан һакимийитигә қарши чиққан 76 сәуди әрәбистан пуқрасиға ембарго йүргүзүватқанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر