пирезидент байдин сәуди әрәбистан падишаһи сәлман билән көрүшти

америка пирезиденти җо байдин сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзиз билән телефонда көрүшүп, икки дөләт мунасивәтлирини музакирә қилди.

1591137
пирезидент байдин сәуди әрәбистан падишаһи сәлман билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай пирезидент җо байдинниң сәуси әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзиз билән телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

икки рәһбәрниң районлуқ хәвпсизлик мәсилилирини музакирә қилғанлиқи билдүрүлгән байанатта, бу даиридә, йәмәндики ички урушни ахирлаштуруш үчүн б д т билән америка тәрипидин елип бериливатқан йеңиланған дипломатик тиришчанлиқлар вә иранниң қоллиши астидики гуруппиларниң һуҗумлириға қарши сәуди әрәбистанниң қоғдилиши мәсилилиридә, американиң қәтий қарарға игә икәнликиниң тәкитләнгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, американиң сәуди әрәбистанлиқ сийасий актипларниң қойуп берилишигә иҗабий қарши алғанлиқидин бешарәт берилгәнлики әскәртилиш билән биргә, мундақ дейилди:

«пирезидент байдин американиң дунйави кишилик һоқуқ вә қанунниң муқәддәсликигә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.»

байдинниң падишаһ сәлманға, икки тәрәп мунасивәтлирини техиму көчлүк вә очуқ-ашкарилиққа игә қилиш үчүн тиришидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргәнлики қәйт қилинған байанатта, икки рәһбәрниң ортақ мәнпәәт вә әндишә мәсилилиридә бирликтә тиришиш үчүн пикир бирлики һасил қилғанлиқи билдүрүлди.

америка ташқи ишлар министири антони блинкенму сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири файсал бин фәрхан әл сууд билән телефонда көрүшти.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң көрүшүшкә мунасивәтлик елан қилған байанатида: «министир блинкен билән министир файсал бин фәрхан әл сууд сәуди әрәбистанниң қанун вә сот ислаһатлири қатарлиқ кишилик һоқуқ мәсилилиридә қолға кәлтүргән илгириләшләрни, сәуди әрәбистанниң қоғдилиши үчүн ашурулған ортақ тиришчанлиқлиримизни музакирә қилди» дейилди.

байанатта, икки министирниң йәнә, йәмәндики урушни ахирлаштуруш, районлуқ хәвпсизлик, террорлуққа қарши күрәш вә иқтисадий тәрәққийат мәсилилириниму музакирә қилғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر