йапонийәдә йеңи тоғулған бовақлар нисбити рекорт дәриҗидә төвәнлиди

йапонийәдә йеңи туғулған бовақлар нисбити өткән йили рекорт дәриҗидә төвәнләп, 872 миң 683 гә чүшүп қалди.

1588807
йапонийәдә йеңи тоғулған бовақлар нисбити рекорт дәриҗидә төвәнлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә сәһийә, әмгәк вә параванлиқ министирлиқи йиллиқ туғулуш, өлүш вә той қилиш нисбитигә даир санлиқ мәлуматларни йеңилиди.

йеңи санлиқ мәлуматларға асасланғанда, өткән йили йапонийәдә туғулуш нисбити 2019 - йилдикигә селиштурғанда 25 миң 917 бовақ төвәнләп, 872 миң 683 кә чүшүп қалған болуп, министирлиқ йеңи туғулған бовақлар нисбитиниң төвәнлишигә «рекорт» дәриҗидики төвәнләш дәп баһа бәрди.

пүтүн йапонийә миқйасидики қаза қилғанлар сани алдинқи йилға селиштурғанда 9 миң 373 адәм азийип, 1 милйон 384 миң 544 кә қисқарған.

өткән бир йил ичидикини никаһ сани 2019 - йилдикигә селиштурғанда 78 миң 69 азийип, 537 миң 583 кә чүшкән.

кийодо агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, 2019 - йили йапонийә миқйасидики туғулуш нисбити тунҗи қетим 900 миңдин төвән болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر