хитай билән һиндистан чеградин әскәр чекиндүрүш мусаписиниң тамамланғанлиқини уқтурди

хитай билән һиндистан әскәрлириниң һималайа теғидики чегра маҗираси йүз бәргән ладах районидин чекиниш мусаписи ахирлашти.

1587962
хитай билән һиндистан чеградин әскәр чекиндүрүш мусаписиниң тамамланғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: «һиндистан вақит гезити», һиндистан вә хитай дөләт мудапиә министирлиқлириниң бирләшмә байанат елан қилип, икки тәрәпниң һәрбий қисимлириниң пангуң көли әтрапидин чекинишни толуқ тамамлиғанлиқини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, байанатта, бу һәрикәткә башқа талаш - тартишларни һәл қилиштики «муһим илгириләш» дәп баһа берилгән.

хәвәрдә, тәрәпләрниң алақә вә дийалогни сақлап қелиш, вәзийәтни муқимлаштуруш вә башқа мәсилиләрни өзара қобул қилишқа болидиған шәкилдә һәл қилиш тоғрисида келишкәнлики қәйт қилинди.

хитай вә һиндистан әскәрлири 2020- йили 6- айда ладах райониниң галван вадисида тоқунушқан , вәқәдә 20 һиндистан әскири қаза қилғаниди.

алдинқи айда өткүзүлгән икки дөләт һәрбий вәкиллириниң тоққузинчи қетимлиқ айланма сөһбитидә, чеградин әскәр чекиндүрүш вә вәзийәтни контрол қилип, ладах райониниң шәрқидики районни муқимлаштуруш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситиш қарар қилинғаниди .

һималайа теғи билән қоршалған хитай билән һиндистан оттурисидики ениқсиз чегра линийәси дөләтләр оттурисидики игилик һоқуқи маҗирасини кәлтүрүп чиқармақта . еқин сулар, көл, музлуқлар вә қарлиқ чоққиларни өз ичигә алған  3500 километир узунлуқтики чегра тәрәпләрни даим өзара қаримуқарши һаләткә кәлтүрүп қоймақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر