бермадики һәрбий һакимийәт намайишчиларға тәһдит салди

бермадики һәрбий һакимийәт  «намайишчиларға қарши әҗәллик күч ишлитәләйдиғанлиқи» һәққидә агаһландурушта болди.

1588009
бермадики һәрбий һакимийәт намайишчиларға тәһдит салди

 

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий җәнубий асийа дөлити бермада 1 февралдики һәрбий сийасий өзгиришкә наразлиқ билдүрүватқан намайишчилар омумийүзлүк иш ташлаш чақириқи қилди. һәрбий һакимийәт болса,  «намайишчиларға қарши әҗәллик күч ишлитәләйдиғанлиқи» һәққидә агаһландурушта болди.

намайишчиларни тәшкиллигән аммивий итаәтсизлик һәрикити 22 - февралда дөләт миқйасида кочиларға чиқиш вә «баһар инқилаби» ни башлаш чақириқида болди.

һәрбийләр қуруп чиққан дөләт һакимийити кеңиши, дөләт телевизийә қанили «MRTV» да елан қилған байанатида, «намайишчиларниң топилаң вә һөкүмәтсизлик чақириқини 22 - февралға мәркәзләштүргәнлики көрүлмәктә. намайишчилар аммини, болупму һессийатчан йаш - өсмүрләрни һайатлиридин айрилип қалидиған бир җедәлгә сөримәктә» дегән сөзләрни ишләтти.

берма армийәси өзлиригә йеқин сийасий гуруппиларниң  2020-йили 8-нойабирдики сайламларда һилә ишлитилгәнликини илгири сүрүши билән дөләттә җиддийлик күчәйгәндин кейин 1 - февралда һакимийәтни тартивалған иди.

армийә ташқи ишлар министири шундақла дөләтниң әмәлий рәһбири аңсан су чи қатарлиқ нурғун мәсуллар билән һакимийәт бешидики партийә рәһбәрлирини назарәткә елип, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.

намайишчилар бүгүнгә қәдәр тинч намайиш даирисидә зораванлиққа қарши позитсийә тутуп кәлгән болуп, 3 намайишчи бихәтәрлик қисимлири тәрипидин етип өлтүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر