америкада қорал дукинида йүз бәргән вәқәдә 3 киши қаза қилип. 2 киши йариланди
американиң луисана иштатида қораллиқ бир киши қорал дукинида қалаймиқан оқ чиқирип. 3 кишиниң җениға замин болди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка «NBC» қанилиниң сақчиларни мәнбә қилған хәвиридә, йеңи орлеанс шәһридә қолида қорал көтүргән бир кишиниң қорал дукиниға кирип, әтраптикиләргә қалаймиқан оқ чиқириши сәвәбидин 3 кишиниң нәқ мәйданда қаза қилғанлиқи билдүрүлди.
хәвәрдә, һуҗумда йәнә 2 кишиниң йариланғанлиқи вә дохтурханида балнистқа елинғанлиқи әскәртилди.
районлуқ сақчидин игиләнгән учурларға асасланғанда, қорал дукиниға киргән һуҗумчи дукан хоҗайини билән талаш-тартиш қилған вә бу җәрйанда қолидики қорал билән қалаймиқан оқ чиқарған. дәсләптә 1 киши қаза қилғандин кейин, еғир йариланған 2 кишиму қисқа вақит ичидә нәқ мәйданда қаза қилған.
сақчилар вәқәгә қарита тәкшүрүш башлиған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанға һава һуҗуми қозғиди
исраилийә армийәси ливанниң җәнубиға кәң көләмлик һава һуҗуми қозғиди.