америка иранға ембарго йүргүзүш қарарини бикар қилди

америка қошма иштатлири сабиқ пирезидент доналд трамп дәвридә иранға қарита бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ембарголирини тәкрар йүргүзүш қарарини бикар қилди.

1586766
америка иранға ембарго йүргүзүш қарарини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вакаләтханиси, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә йоллиған мәктубида, трамп һөкүмити тәрипидин чиқирилған мәзкур қарарниң бикар қилинғанлиқи билдүрүлди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң иранға уда 13 йилдин буйан йүргүзүватқан қорал – йарағ ембаргосини йеңилаш тәшәббуслири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә нәтиҗисиз ахирлашқан трамп һөкүмити, иранниң йадро келишими даирисидики әһдилирини дәпсәндә қилғанлиқини илгири сүргән, һәмдә 2020 – йили,  20 – авғуст күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2231 – номурлуқ қарари арқилиқ бикар қилинған б д т ниң барлиқ ембарго қарарлирини қайтидин аҗра қилиш миханизими (snapback) ниң ишқа кириштүрүлгәнликини уқтурғаниди.

америка қошма иштатлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң башқа әзалири келишимдин чекингән бир дөләтниң бу миханизимни ишқа кириштүрүлмәйдиғанлиқиға алақидар етиразиға қаримай, иранға қарита бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ембарголирини 19 – сентәбир күни бир тәрәплимилик һалда иҗра қилишқа башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر