дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 429 миңдин ашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 2 милйон 430 миң 800 дин, йуқумланғанлар сани 110 милйон 70 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 84 милйон 901 миңдин ашти.

1585179
дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 429 миңдин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи бир күндә вухән вируси сәвәбидин 105 киши җенидин айрилип, җәмий сан 499 миң 991 гә йәткән америкада, охшаш вақитта, 40 миң 400 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 28 милйон 381 миң 220 гә йәтти.

нийу йорк валийси андриҗу кумо (Andrew Cuomo) санаторийәрләдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләрниң йошурулғанлиқи һәққидики әйибләшләрни қобул қилип, өзлириниң хата қилғалиқлирини вә йетәрлик дәриҗидә очуқ-ашкара болалмиғанлиқлирини билдүрди.

нийу йорк баш тәптиш идариси 28-йанвар (2021) елан қилған 76 бәтлик доклатта, иштатниң сәһийә оргини санаторийәләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләрни %50 гә йетидиған нисбәттә аз көрситиш билән тәнқидлигән иди.

сәһийә органлири санаторийәләрдә вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санини 8 миң 500 әтрапида дәп елан қилған болсиму, әмма бу санниң 15 миңдин артуқ икәнликиниң байқалғанлиқи билдүрүлгән иди.

мексикаға америка дора ширкити файзер (Pfizer) йасиған вухән вируси ваксинасидин 491 миң 400 шишә йәткүзүлди.

мексика һөкүмити һазирғичә америка файзер ширкитидин 34.4 милйон шишә, оксфорд универстетиниң дора ширкити билән астразенека (AstraZeneca) ширкити һәмкарлишип тәтқиқ қилип йасиған ваксинадин 77.4 милйон шишә, дунйа вухән вируси ваксиналириға еришиш пирограммиси (COVAX) дин 51.5 милйон шишә ваксина сетивелиш келишими имзалиған иди.

әнглийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 799 киши җенидин айрилди, 10 миң 625 киши йуқумланди. вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 118 миң 195 кә, җәмий йуқумланғанлар сани 4 милйон 58 миң 468 гә чиқти.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 336 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 94 миң 171 гә чиқти. охшаш вақитта, 10 миң 386 киши йуқумланди вә җәмий сан 2 милйон 739 миң 591 гә чиқти.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 410 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 82 миң 812 гә чиқти. охшаш вақитта, 19 миң 590 киши йуқумланди вә җәмий сан 3 милйон 489 миң 129 ға чиқти.

испанийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 530 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 65 миң 979 ға чиқти. охшаш вақитта, 10 миң 57 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 3 милйон 96 миң 343 кә чиқти.

асийа қитәсидә вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған һиндистанда, йеқинқи 24 саәттә 109 киши җенидин айрилди, 11 миң 795 киши йуқумланди. вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 155 миң 949 ға, йуқумланғанлар сани 10 милйон 937 миң 320 гә чиқти.

вухән вируси сәвәбидин 777 киши җенидин айрилған, 148 миң 296 киши йуқумланған нигерийәдә, һөкүмәт вухән вирусиға қарши туруш рамкисида астрзенека ширкитидин йәнә 1.4 милйон шишә ваксина сетивалди. дәсләптә бу ваксиналарниң 500 миңи февралниң ахириғичә нигерийәгә йәткүзүлиду.

вухән вируси сәвәбидин 7 миң 15 киши җенидин айрилған, 417 миң 765 тин артуқ киши йуқумланған йапонийәдә, сәһийә хадимлириға ваксина әмләш башланди. келәр һәптигичә 40 миң сәһийә хадимиға биринчи қетимлиқ әмләшниң пилан қилинғанлиқи қәйт қилинди.

вухән вируси сәвәбидин 13 миң 192 киши җенидин айрилған, 649 миң 982 киши йуқумланған ирақта, нәҗәф валийси лувәй әлйасири вухән вирусиға қарши туруш рамкисида, башқа шәһәрләргә қарита чеграни төт күн тақашни қарар қилди.

йеқинқи 24 саәттә биразилийәдә 1 миң 167, мексикада 1 миң 329, аргентинада 106, коломбийәдә 163, перуда 176, чилида 20, боливийәдә 40 киши җенидин айрилди.

буниң билән, йуқиридики дөләтләрдә вухән вируси сәвәбидин җендин айрилғанларниң җәмий сани төвәндикичә:

биразилийә 240 миң 983, мексика 175 миң 986, аргентина 50 миң 432, коломбийә 57 миң 949, перу 44 миң 56, чили 19 миң 644, боливийә 11 миң 274.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر