афғанистанда йүз бәргән партлаш сақчиларниң җениға замин болди

афғанистанниң қунар вилайитидә йүз бәргән партлаш 5 сақчиниң җениға замин болди.

1582922
афғанистанда йүз бәргән партлаш сақчиларниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: қунар вилайәтлик кеңәш ишлири вәкили дин муһәммәд фазлиниң билдүрүшичә, қунар вилайитиниң чапа дәрә наһийәсидә талибан тәрипидин йол четигә орунлаштуруп қойулған бомба, сақчи аптомобили райондин өүп кетиватқанда партлитиған, партлашта 5 сақчи һайатидин айрилған, аптомобил пүтүнләй вәйран болған.

йәнә бир тәрәптин, дөләтниң җәнубий қәндәһар вилайитидә йүз бәргән аптомобил бомба һуҗумида 12 сақчи йариланған.

афғанистан ички ишлар ишлар министирлиқи байанатчиси тариқ арйәнниң билдүрүшичә, қәндәһар вилайити аргандаб наһийәсиниң қоһақ районидики сақчихана әтрапида аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, 12 сақчи йариланған.

қәндәрһар вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики баш идариси байанатчиси җамал насир бариқзәйму, һуҗумниң бомба қачиланған бироневик арқилиқ елип берилғанлиқини қәйт қилған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر