UNESCO: түрк дохтур өзләм түрәҗи муһим айал алимларниң бири

бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт оргини (UNESCO) түрк алими дохтур өзләм түрәҗиниң ‹ковид – 19 йуқуми› ваксиниси риқабитидә алдинқи қатардики айал алимларниң бири икәнликини билдүрди.

1582729
UNESCO: түрк дохтур өзләм түрәҗи муһим айал алимларниң бири

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи фирансийәниң пайтәхти парижда турушлуқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт оргининиң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «дохтур өзләм түрәҗи ‹ковид – 19 йуқуми› ваксиниси риқабитидә алдинқи қатардики айал алимларниң биридур. җинсийәт, етник вә диний қелипларға хатимә берилиши керәк, билим көп хиллиқни асас қилидиғанлиқи үчүн техиму үнүмлүктур.»

байанатта, өзләм түрәҗиниң «кимликниң сәлбий бир тәрипи йоқ, начар болғини униң сийасийлишишидур» тәриқисидики сөзлиригиму орун берилди.

германийә бийотехника ширкити BioNTech ниң қурғучилиридин бири болған пирофессор доктор уғур шаһин вә униң айали өзләм түрәҗи, «ковид – 19» йуқуми ға қарши ваксина тәтқиқ қилип йасап чиққти. BioNTech  ширкити, бу йил охшимиған дөләтләрдики 6 ишләпчиқириш муәссәсәсидә җәмий 2 милйард қута ваксина ишләпчиқиришни нишан қилмақта.

түрәҗи, BioNTech ширкитидә уда 10 йил клиникилиқ вә илмий мәслиһәтчиләр һәйитиниң әзаси сүпитидә ишлигәндин кейин, 2018-йили, BioNTech ниң мудирийәт әзаси болди, һәмдә килиникилиқ тәрәққийат бөлүминиң мәсуллуқ вәзиписиниму өз үстигә елишқа башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر