ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималидики гара районида давамлишиватқан «пәнҗә бүркүт – 2 һәрбий һәрикити» давамида 33 террорчи бир тәрәп қилинди.

1582306
ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, ирақниң шималидики гара районида, террорчиларға қарши 10 – феврал күни башланған «пәнҗә бүркүт – 2 һәрбий һәрикити» ниң пилан бойичә мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқанлиқи, бу даиридә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң икки каттибешиниму өз ичигә алған 33 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи, террорчиларға аит панаһ җай, оқ - дора искиатлири, аталмиш қараргаһ җайлири вә ғарлардин тәшкил тапқан 50 тин артуқ нишанниң йәр билән йәксан қиливетилгәнлики әскәртилди.

байанатта йәнә, асасий җәһәттин йәрлик вә миллий оқ – дора һәм қорал – йарағлар ишлитилгән һава һуҗумлирида нишанларниң пүтүнләй йәр билән йәксан қиливетилгәнлики, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң райондики мәвҗудийитигә еғир зәрбә берилгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر