йавропадики үч дөләт үч рус дипломатни «халанмиған адәм» дәп елан қилди

германийә, шиветсийә вә полша қатарлиқ дөләтләр тәвәликлиридә хизмәт қиливатқан бирдин рус дипломатни «халанмиған адәм» дәп елан қилди.

1579809
йавропадики үч дөләт үч рус дипломатни «халанмиған адәм» дәп елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири:  германийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, русийәниң берлиндики әлчиханисидики бир хизмәтчиниң 1961 - йили 18 - апрелдики вйенна дипломатик мунасивәт әһдинамисиниң 9 - маддисидики бәлгилимигә асасән «халанмиған адәм» дәп елан қилинғанлиқини уқтурди.

байанатта, германийә һөкүмитиниң бу қәдиминиң русийәниң 5 - февралдики қарариға билдүрүлгән наразилиқниң ипадиси икәнлики оттуриға қойулди.

шиветсийәму русийәниң стокһолмдики әлчиханисида ишләйдиған бир рус дипломатни «халанмиған адәм» дәп җакарлиди.

шиветсийә ташқи ишлар министири ән линде дөләт радийоси SVT гә байанат беирп, өзлириниң стокһолм әлчиханисида ишләватқан бир рус дипломатни «халанмиған адәм» дәп җакарлиғанлиқлирини билдүрүп: «русийә бизгә башқа йол қоймиди» деди.

полша ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида болса, русийәниң познандики консулханисида ишләйдиған бир дипломатни чеградин қоғлап чиқиришниң қарар қилинғанлиқи әскәртилди.

русийә ташқи ишлар министирлиқи 5 – февралда рус өктичи алексей навалнийни қоллаш намайишлириға иштирак қилғанлиқини илгири сүрүп германийә, полша вә шиветсийә әлчиханилиридин үч дипломатни «халанмиған адәм» елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر