бир қисим шәрқ дөләтлиридики йуқумға мунасивәтлик санлиқ мәлуматлар:

дунйа миқйасида ковид-19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 2 милйон 336 миң 480 гә йәтти. йуқумланғучиларниң сани 107 милйон 11 миңдин вә әслигә кәлгәнләрниң сани 79 милйондин ешип кәтти.

1579914
бир қисим шәрқ дөләтлиридики йуқумға мунасивәтлик санлиқ мәлуматлар:

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанда ковид-19 сәвәбидин қаза қилғанларниң омумий сани 155 миң 195 кә вә йуқумланғанларниң омумий сани 10 милйон 847 миң 790 ға йәтти.

африқа қитәси миқйасида ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 95 миң 648 гә  вә йуқумланғанларниң сани 3 милйон 701 миң 290 ға йәтти. африқа қитәси бойичә йуқумлиниш нисбити әң йуқири болған дөләтләр җәнубий африқа җумһурийити, маракәш, тунис, мисир вә ефийопийә болди.

маракәштә йуқумда һайатидин айрилғанларниң сани 8 миң 408 гә, туниста 7 миң 257 гә, ливанда 3 миң 677 гә, алҗирийәдә 2 миң 918 гә, пәләстиндә 2 миң 79 ға вә нигерийәдә 1667 гә йәтти.

исраилийә билән гиретсийә оттурисида ковид -19 ваксиниси әмләнгәнләрниң һечқандақ чәклимисиз сайаһәт қилишиға алақидар сайаһәт келишими имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر