йапонийәдә су асти парахоти билән сода парахоти соқушуп кәтти

йапонийә кочи иштатиниң деңиз тәвәликидә өзини қоғдаш қисминиң су асти парахоти билән бир сода-тирансипорт парахоти соқушуп кәтти.

1579443
йапонийәдә су асти парахоти билән сода парахоти соқушуп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә вақти тәхминә 10:50 дә, кочи иштатиниң тинч окйан саһилдики ашизури тумшуқи тәвәликидә, өзини қоғдаш қисминиң су асти парахоти билән бир сода-тирансипорт парахоти соқушуп кәтти.

кйодо агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, вәқәдә су асти парахотиниң үч хадими йариланған. әмма, парахотта һечқандақ зийан көрүлмигән.

йапонийә баш вәзирлик мәһкимисиниң киризисларни бир тәрәп қилиш мәркизидә, вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүш комитети қурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر