бирмада йеңи һөкүмәтниң биринчи йиғини ечилди

бирмада 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән сайламларда сахтипәзлик қилинғанлиқи тоғрисида башланған талаш-тартишларниң арқисидин 1-феврал (2021) йүз бәргән һәрбий өзгириштин кейин, йеңи кабентниң биринчи йиғини ечилди.

1576394
бирмада йеңи һөкүмәтниң биринчи йиғини ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма армийәсиниң учур-алақә ишлириға мәсул оргини йеңи кабентниң биринчи йиғининиң ечилғанлиқини елан қилди. байанатта, армийә иштаб башлиқи вә пирезидент мин аң хлайиң (Min Aung Hlaing), пирезидент вәкили мйинт све (Myint Swe) вә түнүгүн (2021-йили 2-феврал) вәзиписидин елип ташланған министирларниң орниға вәзипигә тәйинләнгән тоққуз кабент әзасиниң қатнишиши билән пирезидентлиқ сарийида министирлар кеңиши йиғининиң ечилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, йиғинда, мин аң хлайиңниң бир йил давамлишидиған җиддий һаләт даирисидә, һәрикәт пиланиниң министирлар билән музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

дөләт ичи қатнаш вә сайаһәтниң давамлишиши, ибадәтханиларниң қайтидин ечилиши, вухән вируси (Kovid-19) тәдбирлиригә мувапиқ һалда иқтисадий саһәниң паалийәтлирини давамлаштуруш, иқтисадни қайтидин җанландуруш вә хизмәткә орунлишиш имканийәтлирини күчәйтиш қатарлиқ мәсилиләрниңму кабент йиғинида музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

һәрбий өзгириштин бурун тутқун қилинған сабиқ ташқи ишлар министири вә дөләтниң әмәлийәттики рәһбири аң сан сучиниң партийәси-дөләт демократийәси бирләшмиси, сучиниң тутуп турулуватқан җайда саламәтликиниң йахши икәнликини елан қилди.

партийәниң байанатида, мәсул даириләрниң сучиниң қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқиға мунасивәтлик мәлуматниң берилмигәнлики әскәртилди.

бирмада 2021-йили 1-феврал йүз бәргән һәрбий өзгириштин кейин, түнүгүн (2021-йили 2-феврал) 24 министир вә уларниң йардәмчилири вәзиписидин елип ташланған. уларниң орниға 11 йеңи министир вәзипигә қойулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر