коломбийәдә 2 йолучилар парахоти соқушуп кетип, 14 киши қаза қилди

коломбийәниң ғәрбий җәнубидики тенч окйан қирғақлирида 2 йолучилар парахотиниң соқулуши нәтиҗисидә, 7 кичик балини қошқанда, җәмий 14 киши қаза қилди.

1575735
коломбийәдә 2 йолучилар парахоти соқушуп кетип, 14 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийә мәтбуатлириниң хәвәрлиригә асаланғанда, нарино мәмурий райониға қарашлиқ порт шәһири тумакодин йолға чиққан вә сиғимчанлиқидин артоқ йолучи елип маңған 2 парахот соқушуп кәткән.

вәқәдин кейин 7 кичик балини қошқанда, җәмий 14 кишиниң җәсити чиқирилған, 36 киши белиқчилар вә райондики аһалиләр тәрипидин қутқузувелинған.

райондики издәп -қутқузуш хизмәтлиригә деңиз саһили муһапизәт әтритидин башқа йәнә, айропилан вә тик учарларниңму қатнашқанлиқи билдүрүлди.

парахотларда зади қанчилик йолучи барлиқи вә парахотларниң немә үчүн соқушуп кәткәнлики һәққидә һечқандақ рәсмий байанат елан қилинмиди. вәқәгә қарита тәкшүрүшләр башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر