хитай деңиз саһили муһапизәт әтритигә оқ чиқириш һоқуқи бәрди, йапонийә җиддий һаләттә

хитай деңиз саһили муһапизәт әтритигә, хитай деңиз тәвәликигә рухсәтсиз киргән парахотларға оқ чиқириш һоқуқи бәрди.

1575047
хитай деңиз саһили муһапизәт әтритигә оқ чиқириш һоқуқи бәрди, йапонийә җиддий һаләттә
çin, filipinler güney çin denizi gerginlik.jpg
güney çin denizi.jpg
güney çin denizi gerginlik.jpg

түркийә авази радийоси хәвирихитай деңиз саһили муһапизәт әтритигә дөләтниң игилик һоқуқиға риайә қилмиған унсурларға (йәни хитай деңиз тәвәликигә киргән парахотларға)  оқ чиқириш һоқуқи берилишигә даир қанун тәклипини мақуллиғандин кейин, йапонийәниң җиддий һаләткә өткәнлики илгири сүрүлди.

«йапонийә вақти гезити» дики хәвәрләргә асасланғанда, исмини ашкарилашни халимиған йапонийә ташқи ишлар министирлиқи мәсуллиридин бирси хитайда мақулланған қанунниң хәлқара қанунни асас қилған дунйа тәртипигә бузғунчилиқ қилиши мумкинлики һәққидә агаһландуруш бәргән.

хәвәрдә, токйо һөкүмитиниң хитай билән тоқунуш субйекти болған шәрқий деңиздики талаш-тартишлиқ сенкаку арилида йүз бериши еһтимали йуқири һәрбий һәрикәткә тәййарлиқ қиливатқанлиқи вә җиддий һаләт сәвийәсидә икәнлики билдүрүлди.

хәвәрдә йәнә, һакимийәт бешидики әркин демократлар партийәсидин бәзи шахсләрниң әгәр хитай һәрбий һәрикәткә урунған тәқдирдә йапонийә өзини мудапиә қилиш қисимлириниң «техиму чоң рол ойниши керәклики» ни оттуриға қойғанлиқи билдүрүлди.

хитайда рәсмий иҗра қилинишқа башланған мәзкур қанунға асасән, деңиз саһили муһапизәт әтрәтлиригә «деңизда чәт әл органлири йаки чәт әллик шәхсләр тәрипидин дөләтниң игилик һоқуқи вә башқуруш һоқуқи дәхлигә учриған тәқдирдә, қорал ишлитиш қатарлиқ барлиқ керәклик тәдбирләрни қоллиниш» һоқуқи берилгән иди.

бу қанун йәнә, деңиз саһили муһапизәт әтритигә хитай игилик һоқуқи барлиқини дәва қиливатқан марҗан араллири вә башқа аралларға селинған башқа дөләтләрниң қурулушлирини чеқип ташлаш шундақла хитайниң деңиз тәвәликигә қанунсиз киргән чәт әл парахотлирини тутуп қелиш һоқуқи бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر